Я Аллаһ! Муса әләйһиссаламни вә қовмини Пирәвндин қутулдурғиниңдәк, мошу күнләрдә залимларниң зулмидин қийниливатқан мусулманларни қутулдурғин!
Ибни Аббас рәзийәллаһу әнһудин ривайәт қилған һәдистә: Пәйғәмбәр әләйһиссалам Мәдинигә кәлгән вақитта йәһудийларниң ашура күнидә роза тутиватқанлиғини көрүп, уларға: Бу қандақ күн? деди, улар: Бу Аллаһ тәала Муса вә униң қовмини қутқузуп, Пирәвн вә униң қовмини суға ғәрқ қилған улуқ күн, шуниң үчүн Муса әләйһиссалам роза тутқан,- дейишти, Пәйғәмбәр әләйһиссалам: Мән Мусаға силәрдин һәқлиқрақ дәп, роза тутти вә у күндә роза тутушқа буйриди. (Имам Бухари вә Муслим)
Пәйғәмбәр әләйһиссалам мундақ дегән: "Ашура күнидә роза тутуңлар, у күндә йәһудийларға